Kazakistan'da Söyleşimiz Yayınlandı - «Ирқ битик» — әзәрбәйҗан тилида

Irk Bitig üzerine yaptığımız çéviri çalışması için daha öncesinde Erkin Asya Radyosu'na söyleşi vérmiştim. [1] RFA aracılığıyla Kazakistan'da yayınlanan uygur Avazı da söyleşiyi vérmiş. [2] Gördüğümde çok sévindim.


İlgili yazıyı olduğu gibi aktarıyorum.

Руна йезиғида йезилған «Ирқ битик» палнамиси қедимий уйғур тилини тәтқиқ қилиш бойичә қиммәтлик әсәрләрниң биридур. У өткән жили түркиялик алим Гөкбей Улуч рәһбәрлигидики бир түркүм әзәрбәйҗанлиқ тәтқиқатчилар тәрипидин әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилинди. әзкүр китапни нәширгә тәйярлаш җәриянида униң Англия мирасгаһида сақлиниватқан нусхиси билән түркиялик профессор Талат Бекин тәрҗимә қилған түркчә нусхиси пайдилинилған.

Гөкбей әпәнди 2012-жилдин буян Әзәрбәйҗанниң пайтәхти — Баку шәһиридә көктүрк тарихини һәм тилини үгиниш билән шуғулланмақта. Шуңлашқа көктүрк йезиғида йезилған бу уйғур әсәри униң диққитини бирдин җәлип қилған. Шундақла «Ирқ битикниң» бүгүнки күнгичә бизгә йетип кәлгән әсәрләр ичидә қәғәзгә йезилған һәм китап сүпитидә чиққан бирдин-бир әмгәк болуши алимда бөләкчә бир қизиқиш қозғиған. Мәзкүр әсәр илгири Әзәрбәйҗанда елан қилинған илмий мақалиларда тилға елинған болсиму, мошу вақитқичә һечбир алимниң тәтқиқат объектиға айланмиған. Гөкбей Улуч рәһбәрлигидики тәтқиқатчилар бу қедимий әсәрни тәрҗимә қилиш арқилиқ әйнә шу бошлуқни толтурушни тоғра көргән. Гөкбей әпәнди шагиртлири (сүрәттә) билән биллә буниңдин кейинму қедимий уйғур әсәрлири үстидә тәтқиқат елип бериш һәм уларни башқа түркий тилларға тәрҗимә қилиш паалийәтлирини давамлаштуридиғанлиғини, өзини болупму «Алтун яруқ» вә Турпандин тепилған башқиму қедимий қолязмиларниң қизиқтуридиғанлиғини ейтқан. Алимниң пикричә, Германиядә сақлиниватқан Турпан язма ядикарлиқлириниң 80 пайизи башқа тилларға тәрҗимә қилинмиған һәм тәкшүрүлмигән.
Гөкбей Улуч һазир Әзәрбәйҗанда яшайду вә, пәйти кәлгәндә, уйғур елиға берип, өзиниң уйғур тилини мукәммәлләштүрүш арзусиниң барлиғини изһар қилған. «Түрк алими сүпитидә уйғур әсәрини әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилиш арқилиқ үч қериндаш милләтниң бешини қошушқа мувәппәқ болдум. Мениң үчүн буниңдин артуқ хошаллиқ йоқ» дәйду алим.

Ядиңларға салимизки, 2006-жили бир топ Әзәрбәйҗан алимлириниң күч чиқириши билән бүйүк мутәпәккүр Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәри әзәрбәйҗан тилиға тәрҗимә қилинип, өзимизни өзгиләргә тонутушқа йәнә бир қәдәм ташланған еди.
dipçe:
[1] http://www.rfa.org/uyghur/xewerler/medeniyet-tarix/qedimi-uyghur-07172013170916.html (erişim: 1 mart 2014)
[2]  http://uyguravazi.kazgazeta.kz/?p=12147 (erişim: 11 mart 2015)

1 yorum:

Adsız dedi ki...

Ubuntu kullandığınızı görüyorum. Açık kaynak yazılım kullanmayı seven biriyim. Sizin gibi birinin kullandığın görmek beni onurlandırdı. Windows gibi işletim sistemleri kullanmak bir Türkçü için uygun değil gibi gözüküyor. Sizin düşüncelerimiz nedir?